Дәрвишләр топи, Санийәм Исмайил, Зульяр Қадыров – Аманнисахан.
Өтмүшсиз келәчәк болмас…
Аманнисахан — бу исим алаһидә мәналиқ. Қедим хәлиқниң авази жуғурулуп, мөжүзә дуниясини һасил қилип, милләтниң тарихий коди жәмләнгән 12 муқамни рәтләп, келәчәк әвлатқа мирас әткән улуқ шәхсниң исми бу. Амма, буни һәммиси билип кәтмәйду…әпсус.
Дәл мошу бошлуқни толтуруп, мәдәний қәһриманимизниң образини әбәдийләштүрүшкә өз үлүшүмни қошуш истиги, мени йеңи ижадқа дәвәт қилди.
Аманнисахан — бу исимни япрақлар, шох шамаллар, сап булақлар чәксиз гөзәл нахшисида мәдһийләйду. Уларниң нахшиси маңа илһам һәдийә қилип, хәлқимизниң қәһриман қизи һәққидә йеңи туғунда пәйда болушиға сәвәпчи болди. Аманнисахан қисқа өмүр сүрсиму (1534-1567), уйғур хәлқиниң музыка мәдәнийитини бейитип, бебаһа мирас қоюп кәтти. Шаирә вә бәстикар топлиған Он икки муқам униң исмини ривайәткә айландуруп, «уйғур музыкисиниң шаһинәси» намиға муйәссәр әтти. Аманнисахан — һәқиқий гөзәлликниң, вападарлиқниң, сәнъәткә садиқлиқниң символи.
Мениң көпжиллардин бери йезип келиватқан аһаңлиримниң башланмиси әждатлирим қалдуруп кәткән миллий мирасимиз — хәлиқ нахшилиридур. Кичигимдин тартипла өзигә рам қиливалған бу сеһирлиқ аһаңлар ижадимниң асаси, илһам мәнбәси.
Мән — уйғур хәлқиниң оғли, нахшичи, бәстикар вә продюсер болуш сүпитим билән, жирақ өтмүштә яшап, ижат қилған талантлиқ шәхс Аманнисаханға чәксиз һөрмитимни, силәрниң диққитиңларға һавалә қиливатқан проектим арқилиқ билдүрмәкчимән.
Бу чоң проектниң муәллипи ретидә чәксиз миннәтдарлиғимни мениң билән бирликтә ишлигән: «Аманнисахан» нахшисиниң сөзи вә аһаңини язған Санийәм Исмайилға,
классикилиқ нахша ижрачиси Зульяр Қадировқа,
бэк-вокалист Диана Самыкенға,
гитарида ойниған Жандос Естайға,
аваз режиссери Иван Федточевқа,
қойғучи рәссам Рустам Мусаевқа,
видеоклипта миллий саз-әсваплири устиси ролини ойниған талантлиқ рәссам акимиз Һашим Қурбанға,
Аманнисахан обризини яратқан Лейла Именоваға,
режиссер-оператор Еркебулан Куанышбаевқа,
пәдәз қилғучи Виктория Станкевич,
Раимжан Хамраевқа билдүримән.
Шундақла бу клипни ишләштә қоллар-қувәтләш көрсәткән Руслан Асимовқа көп рәхмәт.
Өткән һаят тарих болуп, бизгә көп нәрсә үгитиду, тарихий шәхслиримизниң бебаһа мираси бизни һаяжанға бөләйду, илһам беғишлайду. Әждатлиримиз қалдурған йүксәк мәнивий байлиққа лайиғида варислиқ қилиш, шуни сақлаш бизниң пәрзимиз. Буни дайим әстә тутайли!
Бәстикар, аранжировщик, «Дәрвишләр» топиниң солисти, продюсер Дилмурат Баһаров.